остин билән галлант ғәззәдики өзгиришләр тоғрисида сөзләшти

америка дөләт мудапиә министири лойд остин исраилийә дөләт мудапиә министири йоав галлант билән ғәззә вәзийити тоғрисида телефон сөһбити өткүзди.

2143399
остин билән галлант ғәззәдики өзгиришләр тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси генерал пат райдерниң икки министирниң  телефон сөһбити тоғрисида йазма байанат елан қилип, тәрәпләрниң ғәззә вәзийити вә районға йәткүзүп берилидиған инсанпәрвәрлик йардиминиң салмиқини ашуруш тоғрисида сөһбәтләшкәнликини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, остин исраилийә һөкүмитини мисир билән сөһбәтни ахирлаштуруп, рәфаһ чегра еғизини қайтидин ечиш вә кәрәм әбу салим чегра еғизи арқилиқ районға инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп беришни әслигә кәлтүрүшкә илһамландурған.

остин йәнә ғәззәдики инсанпәрвәрлик йардәм һәрикити билән һәрбий һәрикәтләрни бир-биридин айрийдиған үнүмлүк механизм орнитиш керәкликини оттуриға қойған.

сөһбәт җәрйанида, америка қошма иштатлириниң исраилийәни қоллаш вәдиси йәнә бир қетим тәкитләнгән.

остин йәнә америка қошма иштатлириниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси баш тәптиши кәримханниң исраилийә рәһбәрлирини қолға елиш буйруқи чиқириш тоғрисидики илтимасиға қарши турғанлиқини әскәртип өткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر