амстердамда исраилийәгә қарши 15 миң кишилик намайиш өткүзүлди

голландийәниң пайтәхти амстердамда тәхминән 15 миң киши нақба (чоң апәт) ға вә исраилийәниң ғәззәдики һуҗумиға қарши намайиш өткүзди.

2138466
амстердамда исраилийәгә қарши 15 миң кишилик намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт амистердамниң дам мәйданида пәләстинни қоллиғучи нурғунлиған тәшкилатлар тәрипидин ортақ уйуштурулған намайишқа тәхминән 15 миң киши қатнашти.

намайишчиларға хитаб қилған нутуқ сөзлигүчиләр ғәззәгә қилиниватқан һуҗумларға қаримастин, америка вә ғәрб һөкүмәтлириниң исраилийәни қоллиғанлиқини тәнқид қилди вә урушниң ахирлаштурулиши үчүн хәлқара җамаәтчиликниң һәрикәткә өтүшини күтүватқанлиқини тилға алди.

нутуқ сөзлигүчиләр сақчиларниң 6 - майда амистердам унверсититида башланған намайишқа қарши зораванлиқиниму тәнқид қилип, пикир әркинлики вә намайиш һоқуқиниң тосалғуға учраватқанлиқини билдүрди.  

нутуқ сөзлигүчиләр 1948 - йили исраилийәниң қурулушини қоллиған хәлқара җамаәтчиликниң шуниңдин тартип бүгүнгә қәдәр пәләстинликләрниң баштин кәчүргән паҗиәлиригә җавабкар икәнликини тәкитлиди.

дам мәйданиға топланған гурруппа нутуқтин кейин, нурғун сайаһәт нуқтилири җайлашқан шәһәр мәркизидин өтүп, музейлар мәйданиға йүрүш қилди.

намайишчилар «зулум мәңгү давамлашмайду, исраилийә чоқум мәғлуп болиду», «дәрйадин деңизғичә пәләстин азад болиду», «һазир дәрһал уруш тохтитиңлар!», «ирқий қирғинчилиқни тохтитиңлар!», «пәләстиндә ирқий қирғинчилиқ йүз бериватиду» дәп йезилған лозинкиларни көтүрүп йүрүш қилди.

пәләстин байриқиму ечилған намайишта «пәләстингә әркинлик!», «номуссиз рутте! қолириң қанлиқ» вә «исраилийә бомбардиман қилмақта, голландийә пулини төлимәктә» дегәндәк шоарлар товланди.

намайишчилар намайиш җәрйанида исраилийәни қоллайдиғанлиқини җакарлиған америка қәһвә зәнҗири <старбакис> тармиқидин өтүш җәрйанида «исраилийәни байқут қилиңлар!» вә «номус қилиңлар!» дәп шоарларни товлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر