әбу обәйдә бир топ исраилийә әскәрлирини әсир алғанлиқини елан қилди

һамас һәрикитиниң қораллиқ қанити иззиддин әлқассам биригадалири ғәззәдә елип барған һәрикити җәрйанида тузаққа чүшүргән исраилийә әскәрлиридин йеңи әсирләрни алғанлиқини елан қилди.

2144250
әбу обәйдә бир топ исраилийә әскәрлирини әсир алғанлиқини елан қилди
ebu-ubeyde-rakete-su-dostavile-poruku-palestinaca_trt-bosanski-12102.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әлқассам биригадалири байанатчиси әбу обәйдә синлиқ байанатида: «шәнбә күни (25 - май)  кәчтә әлқассам җәңчилири исраилийә әскәрлирини җибалийә панаһланғучилар лагеридики бир тонелға қизиқтуруп, мурәккәп бир һәрикәт елип барди» деди.

җибалийә панаһланғучилар лагеридики тонелларниң биридә бир топ исраилийә әскәрлирини қоршивалғанлиқини билдүргән әбу убәйдә, исраилийә әскәрлири билән нол мусапидин тоқунуш йүз бәргәнликини вә йардәмчи қисимларниң партилатқучлар билән һуҗум қилғанлиқини ейтти.

әбу убәйдә тонилға киргән исраилийә әскәрлири билән чиққан тоқунушта, уҗуқтуурлған, йариланған вә әсир елинғанлар болуп, һәммисиниң қолға чүшкәнликини һәмдә исраилийә әскәрләрниң қолидики һәрбий әслиһәләрниңму қолға чүшүрүлгәнликини ейтти.

әбу убәйдә сөз қиливатқан пәйттә, исраилийә әскәрлириниң һәрбий формилири, қалпақ вә қораллириниң көрүнүшлири һәмбәһирләнди һәмдә шу әснада тонелдики һәрикәттә уҗуқтурулған исраилийә әскәрлирини башқа йәргә йөткәватқанлиқиму көрситилди.

исраилийә әскәрлириниң 27 – өктәбирдин буйан ғәззәгә қилған қуруқлуқ һуҗуми җәрйанида, тунҗи қетим әсир елинғанлиқи билдүрүлмәктә.

әсиргә елинған исраилийә әскәрлириниң сани һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

исраилийә армийәси байанатчиси даний хагари болса, әскәрләрниң әсиргә елинғанлиқи тоғрисидики байанатниң тоғра әмәсликини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر