русийә билән түркийә оттурисида бүгүндин етибарән айропилан сәпәрлири башлиниду

русийә билән нөвәтчи айропиланларниң бүгүндин етибарән қайта учушини башлаш келишими түзүлди.

1455505
русийә билән түркийә оттурисида бүгүндин етибарән айропилан сәпәрлири башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмайилоғлу ковид-19 йуқумидин нормаллишиш мәзгилигә өтүш үчүн ташланған қәдәмләр даирисидә, 11 - ийундин етибарән 31 дөләт билән учуш башлиғанлиқини әскәртип, «бүгүндин етибарән русийә биләнму нөвәтчи айропиланларниң учушини башлаш һәққидә келишим һасил қилдуқ» деди.

31 дөләт билән учушни қайта башлаштин башқа йәнә, 20 дөләт биләнму сөһбәтләр давамлашмақта.

русийәниңму қетилиши билән қайта айропилан сәпәрлири башланған дөләтләрниң сани  32 гә өрлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر