путин билән макрон ливийә мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилди

русийә пирезиденти виладимир путин билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон ливийә музакирилириниң тәкрар башлиниши мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқлирини билдүрди.

1444302
путин билән макрон ливийә мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «путин билән макронниң видео конферанс васитиси арқилиқ ишқа ашурулған вә ливийә мәсилиси һәққидә  тәпсилий музакирә елип берилған учришишида, ливийәдә давамлишиватқан тоқунуш сәвәбидин өзара әндишиләр оттуриға қойулди. рәһбәрләр, ливийәдә уруш тохтитиш келишиминиң һасил қилиниши вә өзара учришишларниң берлин конферанслири қарарлириға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2510 – номурлуқ қарариға асасән тәкрар башлитилиши мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر