октай «мираҗ қәндили» ни тәбриклиди

муавин җумһур рәис  фуат октай түркийә хәлқи вә ислам дунйасиниң «мираҗ қәндили» ни тәбриклиди.

1382485
октай «мираҗ қәндили» ни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: октай аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, пүткүл мусулманларниң «мираҗ қәндили» ни тәбрикләп мундақ деди: «әзиз хәлқимиз вә пүткүл ислам дунйасиниң <мираҗ қәндили> ни қизғин тәбрикләймән, бу мубарәк күнниң дөлитимиз һәм пүткүл инсанийәт үчүн йахшилиқ елип келишини җанабий аллаһтин тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر