фирансийәдә ислам дүшмәнлики барғансери әвҗ елип кәтти

фирансийәдә ислам дүшмәнлики % 54 ашти.

1348980
фирансийәдә ислам дүшмәнлики барғансери әвҗ елип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ислам кеңәшгә қарашлиқ фирансийә ислам дүшмәнликини көзитиш ишлири башқармисиниң мәсули абдуллаһ зәкриниң бу һәқтә елан қилған йазма байанатида әскәртишичә, фирансийәдә 2019 – йили ислам дүшмәнлики алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 54 ешип кәткән.  дөләттә ислам вә мусулманларға қарши һуҗумлар болупму рокнес – алпес, пака вә парижниму өз ичигә алған районларда йүз бәргән. бултур мусулманларға қарши йүз бәргән һуҗумларниң 154 кә йәткән.

 униң тәкитлишичә, 2018 – йили мусулманларға қарши елип берилған һуҗумларниң сани 100 гә йетидиған болуп, ислам билән терроризм һечқандақ мунасивити йоқ икән. җүмлидин, фирансийәдә йашаватқан мусулманлар башқа динға етиқад қилғучиларға охшашла тинч – аман йашаш һоқуқи бар икән.

игилинишичә, фирансийәдә көпинчиси шималий африқилиқ тәхминән 5 милйон мусулман йашайдикән. фирансийә йавропа бойичә әң көп мусулманлар йашайдиған дөләтләр арисида алдинқи қатарда туридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر