түркийә « Eastmed » келишимигә наразилиқ билдүрди

түркийә җәнубий қибрис рум һакимийити, гиретсийә вә исраилийә оттурисида имзаланған «< Eastmed> шәрқий ақдеңиз тәбиий газ туруба линийәси» лайиһәси келишимигә наразилиқ билдүрди.

1334143
түркийә « Eastmed » келишимигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, мухбирларниң бу мәсилигә алақидар соалиға бәргән йазма җавабида, мәзкур келишимниң, районда түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийитини чәткә қеқиш урунуши икәнликини, буниң биһудә аваричилиқниң нәмуниси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «шәрқий ақдеңиздики әң узун саһил лийәнисигә игә болған түркийәни вә қибрис арилиниң тәбиий байлиқлири үстидә охшаш һәқ – һоқуқларға игә болған қибрис түрклирини йоққа чиқиридиған һечқандақ бир лайиһәниң әмәлгә ешиши әсла мумкин әмәс. хәлқара җәмийәтниң   диққитини бу муһим нуқтиға йәнә бир қетим бураймиз. шәрқий ақдеңиздики тәбиий байлиқлардин бәһримән болушта, бу тәбиий байлиқларниң түркийәниму өз ичигә алған йавропадики истемал базарлириға йәткүзүлүшидә  әң аз чиқим кетидиған вә бихәтәр өтүш еғизи түркийәдур. шундақтиму, һәм бизгә һәм қибрис түрклиригә һәмкарлиқ ишиклириниң тақилиши, әслидә бәзи дөләтләрниң һәмкарлиқ орнитишниң орниға сийасий пиланларниң койида болуватқанлиқиниң әң рошән намайәндисидур. бундақ суйиқәстлик пиланларниң өтмүштикигә охшашла, кәлгүсидиму һечнемигә әсқатмайдиғанлиқини шу пиланларниң саһиблириға йәнә бир қетим хатирилитимиз.»

шәрқий ақдеңиздин чиқирилидиған тәбиий газниң қибрис арқилиқ гиретсийәгә, у йәрдин италийәгә йәткүзүлүши нишан қилинған « Eastmed » лайиһәси, җәнубий қибрис рум һакимийити  рәһбири никсос анастасиадис, гиретсийә баш министири кирйакос вә исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу иштирак қилған мурасимда түнүгүн имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر