иранни боран вә су апити басти
иранниң шималидики 9 вилайәитигә боран вә су апити еғир тәсир көрсәтти.
1053457
түркийә авази радийоси хәвири: иранниң шималидики 9 вилайәтни бирақла тәсири астиға алған боран апити вә шиддәтлик йамғур сәвәбидин 1 киши өлүп, 3 киши йоқулуп кәтти.
иран издәп қутқузуш идариси башлиқи муртәза сәлими һәддидин артуқ йағқан йамғур вә боран апитиниң ғәрбий әзәрбәйҗан, әрдәбил, сәмнан, мазәндәран қатарлиқ иранниң шималидики 9 өлкини тәсири астиға алғанлиқини ейтти.
районда һәддидин атуқ йағқан йамғур сәвәбидин йүз бәргән су апитидә, 3 кишиниң йоқулуп кәткәнлики қәйт қилинди.
иранлиқ мәсуллар издәп қутқузуш әтрәтлириниң су вә боран апитиниң еғир тәсиригә учриған җайларға йетип берип, хәлқни чедир вә башқа еһтийаҗлиқ турмуш бойумлири билән тәминләватқанлиқини билдүрди.