австирийә баш министири: дөләттики җамәләрни тақиветимиз

австирийә баш министири вә оңчил авистирийә хәлқ партийәси рәһбири сәбастиан курз дөләттики 7 җамәни тақайдиғанлиқлирини вә бирқанчә имамни чеградин қоғлап чиқиридиғанлиқлирини җакарлиди.

988900
австирийә баш министири: дөләттики җамәләрни тақиветимиз

түркийә авази радийоси хәвири: австирийә баш министири сәбастиан курз бу һәқтә елан қилған байанатида, қарарниң дөләттики диний хадимлар тәкшүрүлгәндин кейин чиқирилғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: «параллел  җәмийәтләргә, сийасий исламға вә радикаллишишқа дөлитимиздә йәр йоқтур. бу һәқтә чиқирилған қарарға асасән, дөләттики 7 җамәни тақаймиз вә бирқанчә имамни чеградин қоғлап чиқиримиз.»

у илгириму сотсийал демократлар партийәси вийенна шәһәрлик һөкүмити тәрипидин мусулман җәмийәтләргә бериливатқан дөләт йардәмлири һәққидә тохталғанда, «бу  җәмийәтләргә қарита теҗәшлик болуш лазим» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر