13 йашлиқ уйғур пәрзәнти тайландчә муштлишиш мусабиқисидә биринчи болди

йешиниң кичикликигә қаримай 18 парә қуран йадқа елип болған уйғур пәрзәнти имран аблиз чамбашчилиқ, хитайчә бокис, тәпмә бокис вә тайландчә муштлишиш қатарлиқ 4 хил бокис түри бойичә мусабиқигә чүшәләйду.

723958
13 йашлиқ уйғур пәрзәнти тайландчә муштлишиш мусабиқисидә биринчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: истанбулда турушлуқ уйғур пәрзәнти 5-синип оқуғучиси имран аблиз тиракйа районлуқ тайландчә муштлишиш федератсийәси тәрипидин қириқлаләридә өткүзүлгән тиракйа районлуқ өсмүрләрниң тайландчә муштлишиш мусабиқисидә чимпейон болди.

радийомиз мухбириниң зийаритини қобул қилған ата–аниси, имран аблизниң 6 йешидин тартипла һәр түрлүк муштлишиш тәнтәрбийәси бойичә үзликсиз мәшиқ қилип келиватқанлиқини ейтип бәрди.

13 йашлиқ уйғур оғлани имран аблиз һазир истанбул бағчилар бириким хусусий башланғуч мәктипиниң 5– синипида оқуватқан болуп, у  чамбашчилиқ, хитайчә бокис, тәпмә бокис вә тайландчә муштлишиш қатарлиқ 4 хил бокис түри бойичә мусабиқигә чүшәләйду.

униң ата–анисиниң билдүрүшичә, алдинқи йили истанбулда өткүзүлгән вилайәтлик өсмүрләр тәпмә бокис мусабиқисидиму биринчиликкә еришкән имран аблизниң нишани алдимиздики ийул ейида өткүзүлидиған дөләтлик тайландчә муштлишиш мусабиқисидә биринчиликкә еришип, түркийә дөләтлик командисиниң әзаси болуш икән. 

уйғур оғлани имран аблиз тәнтәрбийәдила әмәс мәктәптики дәрслиридиму синипниң алди болуп маңғандин башқа йәнә, һазирға қәдәр 18 парә қуран йадқа елип болған болуп, оқутқучилириму униң өзигә болған ишәнчиисиниң интайин йүксәк икәнликини вә толиму зирәк, истиқбали парлақ оқуғучилардин бирси икәнликини алаһидә махтап тилға елишмақта.   

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر