коломбийә рамаллаһта әлчихана ачидиғанлиқини җакарлиди

коломбийә пирезиденти густаво петро рамаллаһта әлчихана ечиш тоғрисида пәрман чүшүрди.

2143242
коломбийә рамаллаһта әлчихана ачидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә ташқи ишлар министири гилберто мурилло ахбарат елан қилиш йиғинида, рамаллаһта коломбийә әлчиханисиниң ечилиши үчүн мунасивәтлик хизмәтләрниң башланғанлиқини билдүрди.

у: «пирезидент петро рамаллаһта коломбийә әлчиханисиниң ечилиши үчүн пәрман чүшүрди. буниң үчүн хизмәтлиримизни башлаймиз» деди.

у әлчиханиниң қачан ечилидиғанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат бәрмәстин, сөзини мундақ давамлаштурди:

«биз техиму көп дөләтләрниң пәләстинни етирап қилидиғанлиқиға ишинимиз. бу исираилийә йаки йәһудийларға қарши чиқирилған қарар әмәс. пәләстин толуқ игилик һоқуққа игә дөләт сүпитидә етирап қилиниши керәк» деди.

коломбийә 2018-йили 3-авғуст пәләстинни етирап қилған болуп, 3-май (2024) ғәззәдә пәләстин хәлқигә қилиниватқан һуҗумларни сәвән көрситип, исираилийә билән болған дипломатик мунасивәтләрни үзгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر