гиретсийә һөкүмәткә қарши намайишларға сәһнә болди

гиретсийәниң пайтәхти атинада хәлқ аммиси кәң көләмлик намайиш өткүзүп, чипрас һөкүмитиниң иқтисадий сийасәтлирини тәнқид қилди.

512234
гиретсийә һөкүмәткә қарши намайишларға сәһнә болди

түркийә авази радийоси хәвири: синтагма мәйданидики парламент бинаси алдиға йиғилған миңларчә киши шоар товлап, чипрас һөкүмитини вәзиписидин истепа беришкә чақирди һәмдә һөкүмәтниң иқтисад қисиш сийаситини тәнқид қилди.

парламент бинасиниң пәләмпәйлиригә есилған «чипрас өйиңизгә қайтиң» дегән хәтләр йезилған лозункилар диққәт қозғиди.

бу арилиқта, йавропа иттипақи байриқини көйдүрүветишкә урунған бир намайишчи мәйдандин һәйдәп чиқирилди.

гиретсийә һөкүмити өктичи йеңи демократийә партийәсини қоллаш мәқситидә өткүзүлгән намайишни «һамақәтлик» вә «бөлгүнчилик» дәп әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر