«қәшқәр тарихи» нәшр қилинди

муһәммәд аләмниң «қәшқәр тарихи» дегән китаб, абант иззәт байсал универстети оқутқучиси баһаттин гәнҗал тәрипидин нәшргә тәййарланди.

507583
«қәшқәр тарихи» нәшр қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң болу вилайитигә җайлашқан абант иззәт байсал универстетиниң пән – әдәбийат факултети тарих бөлүминиң оқутқучиси доктор баһаттин гәнҗал, муһәммәд аләм чағатайчә йазған «қәшқәр тарихи» дегән китабни һазирқи заман түркчисидә нәшргә тәййарлиди.

мәзкур китаб, мундәриҗә, муқәддимә, кириш сөз, муһәммәд аләмниң қисқичә тәрҗимиһали вә әсәрлири, тарихи қәшқәр, тарихи қәшқәрниң башқа нусхилири, тарихи қәшқәрниң тиранскрипсийәси, хуласә, луғәт, пайдиланмилар вә қолйазма текисти қатарлиқ бөлүмләрдин түзүлгән.

игилинишичә, истанбулдики саһһафлар нәшрийати (SAHHAFLAR) бу китабни базарға салған.

йеқинқи йиллардин буйан түркийәдә уйғур мәсилисигә болған қизиқишниң ешишиға әгишип, уйғурларға мунасивәтлик тәтқиқат әсәрлириму көпәймәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر