галата мунари зийарәткә ечилди

истанбулдики галата мунари мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи тәрипидин ремонт қилинип, қайтидин зийарәткә ечиветилди.

2144871
галата мунари зийарәткә ечилди
galata 3.jpeg
galata 1.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: галата мунари заманиви техника билән академикларниң йетәкчиликидә йәр тәврәшкә чидамлиқ қилип ремонт қилинған қийапити билән, зийарәтчиләрни күтүвелишни башлиди.

йәрлик вә чәт әллик зийарәтчиләр көп келидиған мунарниң сәккизинчи қәвитидә мәнзирә тамаши қилидиған балкон бар болуп, бу йәрдики фотографқа чүшүш пурсити кишини алаһидә җәлп қилиду.

алтинчи қәвәттә, аилиләр «истанбулни тепиң» намлиқ видео ойуни ойнийалайду. иккинчи қәвәттә, түрк алими әһмәт чәләбиниң галата мунаридин үскүдарға учуп өткәнлики тема қилинған көрүнүштин бәһр алалайду.

галата мунари 674 йиллиқ тарихқа игә болуп, 23-феврал (2023) йәр тәвәршкә чидамлиқ қилиш вә сиртқи қисмини ремонт қилиш хизмәтлири сәвәбидин вақитлиқ тақалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر