америка мәркизи банкиси дунйа базарлирини агаһландурди

америка мәркизи банкиси (федератсийә запас пул комитети) йәршариви гео-сийасий җиддийчиликләрниң күнсери еғирлишишиниң дунйа базириға кәң даиридә сәлбий тәсирләрни елип келидиғанлиқини билдүрди.

2053997
америка мәркизи банкиси дунйа базарлирини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизи банкиси, америка пул- муамилә системисиниң нөвәттики әһвали тоғрисидики 10- айлиқ «пул-муамилә муқимлиқи доклати»ни елан қилди.

доклатта, йәр шариви гео- сийасий җиддийчиликниң күнсери күчийишиниң дунйа базириға кәң көләмдә сәлбий тәсир көрситишиниң мумкинлики оттуриға қойулди.

исраилийәгә қилинған һуҗумниң русийәниң украинаға қарши елип бериватқан уруши билән биллә гео- сийасий җиддийчиликни күчәйтивәткәнликигә ишарәт қилинған байанатта, бу җиддийчиликләрниң йәр шари иқтисади паалийитини зор хәтәргә иттиридиғанлиқи, җүмлидин районлуқ йемәклик, енергийә вә башқа тавар содилирида давамлиқ үзүлүп қелиш хәвпи пәйда қилиш мумкинчилики барлиқи қәйт қилинди.

доклатта: «бу зиддийәтниң кәскинлишиши йаки башқа гео- сийасий җиддийчиликниң күнсери еғирлишиши иқтисадий паалийәтни азайтип, пул пахаллиқини ашуруветиши, болупму тәминләш зәнҗириниң узунға созулуши вә ишләпчиқиришниң қалаймиқанлишишини кәлтүрүп чиқириши мумкин» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر