түркийәниң сайаһәт кирими ашти

түркийәниң сайаһәт кирими алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 32.3 ешип, 8 милйард 690 милйон 505 миң долларға йәтти.

1980718
түркийәниң сайаһәт кирими ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини бу йил йанвардин  февралғичә болған сайаһәт кирими һәққидә доклат елан қилди.

доклатқа асасланғанда, түркийәниң сайаһәт кириминиң % 20.8 ти түркийәдә зийарәттә болған  чәт әлдики түркийә пуқралиридин қолға кәлтүрүлгән.

бу йилниң биринчи чарикидә түркийәдин зийарәт үчүн чәт әлгә чиққан сайаһәтчиләрниң сани алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда% 26.8 ешип, 8 милйон 181 миң 566 адәмгә йәткән.

бу мәзгилдә чәт әлдә йашаватқан түркийә пуқралиридин 1 милйон 672 миң киши түркийәгә  түркийәгә сайаһәткә кәлгән. шуниң билән, бу йилниң дәсләпки чарикидә түркийәгә сайаһәткә кәлгән зийарәтчиләрниң % 20.4 ини чәт әлдә йашаватқан түркийә пуқралири тәшкил қилған.

бу пәсилдә түркийәдин йолға чиққан зийарәтчиләрниң бир кечилик оттуричә чиқими 84 доллар болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر