анталйа йилниң дәсләпки 3 ейида 1 милйондин артоқ чәт әллик сайаһәтчини күтүвалди

анталйаға 1-йанвардин 9-апрелғичә болған мәзгилдә һава йоллири арқилиқ 1 милйон 72 миң 742 чәт әллик сайаһәтчи кәлди.

1973386
анталйа йилниң дәсләпки 3 ейида 1 милйондин артоқ чәт әллик сайаһәтчини күтүвалди

түркийә авази радйоси хәвири: анталйа валий мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, өткән йили (2022) 1-йанвардин 23-апрелғичә болған мәзгилдә 1 милйон чәт әллик сайаһәтчи кәлгән болуп, бу йил 1-йанвардин 9-апрелғичә болған мәзгилдә 1 милйон 72 миң 742 чәт әллик сайаһәтчи шәһәрни зийарәт қилған.

анталйа 1 милйон чәт әллик сайаһәтчи күтүвелиш нишанини бултурқидин икки һәптә бурун әмәлгә ашурған.

шәһәргә әң көп сайаһәтчи әвәткән дөләтләр айрим-айрим һалда русийә, германийә, әнглийә вә полша болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر