америка вә алҗирийәдин йолға чиққан тәбиий газ парахотлири түркийәгә йетип кәлди
америка вә алҗирийәдин йолға чиққан суйуқландурулған тәбиий газ тошуғучи (LNG) парахотлири түркийәгә йетип кәлди.

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқаралиқ парахотларни көзитиш санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 14 - мартта алҗирийәниң арзәв портидин йолға чиққан «Lalla Fatma N'Soumer» намлиқ тәбиий газ парахоти түнүгүн (19-март) әтигән саәт 06.36 дә һатай дөрт йолға җайлашқан ләйлимә тәбиий газ сақлаш искилатиға йетип кәлгән.
2004 - йили йасалған вә баһама байриқи есилған парахотниң сиғиминиң 144 миң 888 куб метир икәнлики билдүрүлди.
3 - мартта американиң камерон тәбиий газ понкитидин йолға чиққан «Maran Gas Mystras» намлиқ парахотму түнүгүн саәт 12:44 дә мармара ерәглиси тәбиий газ понкитиға йетип кәлди.
2015 - йили йасалған вә гиретсийә байриқи есилған парахотниң сиғиминиң 159 миң 800 куб метир икәнлики билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

дунйа банкиси түркийә иқтисадиниң ешиш мөлчәрини %3.2 кә өрләтти
дунйа банкиси йәр шари иқтисади истиқбали доклатиниң 6-айлиқ санини елан қилди.