москва хитайниң енергийә саһәсигә мәбләғ селишини үмид қилиду

сәйшәнбә күни (23-ийул) 6-қетимлиқ русийә-хитай енергийә сода-санаәтчиләр йиғини ечилди.

2166842
москва хитайниң енергийә саһәсигә мәбләғ селишини үмид қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә нефит вә тәбиий газ ширкитиниң (Rosneft) башлиқи игор сечин хитайниң нефит, тәбиий газ вә көмүр санаәтлиригә бивастә мәбләғ селишиниң енергийә бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқини ейтти.

өткән йили (2023) русийә хитайға 55 милйон тонна нефит, 40 милйард куб метир тәбиий газ вә 100 милйон тоннадин артуқ көмүр екиспорт қилған болуп, бу хитайниң хам әшйа импортиниң %20 ни игәлләйду.

русийә нефит вә тәбиий газ ширкитиниң башлиқи игор сечин йиғинда: «хәлқара енергийә агентлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, хитайда суйуқландурулған һидрокарбон истемали 2030-йилғичә %9 ашидикән. русийә ширкәтлири хитайниң енергийә бихәтәрлики вә енергийә истемалиға һәссә қошушқа тәййар» деди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«русийә әнәниви енергийә ишләпчиқиришиға системилиқ мәбләғ салған наһайити аз сандики дөләтләрниң бири. хитай болса, йеқинқи бир қанчә йилдин буйан сәрмайә импорт қилиштин сәрмайә екиспорт қилидиған дөләткә айланди. өткән йили хитайниң чәт әлләргә салған бивастә мәблиғи 160 милйард доллардин ешип кәтти. бизму хитайниң русийә енергийә саһәсигә бивастә мәбләғ селишини көпәйтишини үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر