сәуди әрәбистан -  түркийә оттурисида пул аманәт қойуш келишими имзаланди

сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди сәуди әрәбистан билән түркийә оттурисида, түркийә мәркизий банкасиға 5 милйард доллар аманәт қойуш келишими имзаланғанлиқини җакарлиди.

1955513
сәуди әрәбистан -  түркийә оттурисида пул аманәт қойуш келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан тәрәққийат фондиниң билдүрүшичә, сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз әссууд вә тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман әссуудниң қарариға асасән, түркийә билән сәуди әрәбистан оттурисидики дипломатик мунасивәтләрни күчәйтидиған муһим қарар чиқирилған.

байанатта тәкитлинишичә, сәуди әрәбистан сайаһәт ишлири вәзири, қошумчә сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди мудирийәт рәиси әһмәд әлхатиб билән түркийә мәркизий банкасиниң башлиқи шаһап қавҗиоғлу оттурисида, түркийә мәркизий банкасиға 5 милйард долларлиқ аманәт қойуш келишими имзаланған.

байанатта мундақ дейилгән: «сәуди әрәбистан падишаһлиқи бу келишим арқилиқ түркийә хәлқини күчлүк қоллайдиғанлиқини вә түркийә иқтисадиниң кәлгүсигә болған ишәнчисини намайан қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر