түркийә ширкәтлири сарайевуниң йеңи трамвай қурулушини үстигә алди

боснийә-гертсеговина пайтәхти сарайевудики йеңи трамвай линйәсиниң қурулушини түркийәниң икки ширкити үстигә алди.

1882024
түркийә ширкәтлири сарайевуниң йеңи трамвай қурулушини үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә-гертсеговина пайтәхти сарайевуда һазирқи 22.9 километир узунлуқтики башчарши-илидза трамвай линйәсигә қошумчә йасилиши пилан қилинған 12.9 километир узунлуқтики илидза-храсника линйәси қурулушини түркийәниң икки ширкити үстигә алди.

сарайеву қатнаш министирлиқиниң байанатида, трамвай линйәсиниң қурулушиға херидар чақиришниң тамамланғанлиқи, бу линийәниң мувәппәқийәт қазанған икки түркийә ширкити тәрипидин йасилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, сарайеву қатнаш министири аднан сәтаниң ширкәт мәсуллири билән көрүшкәндә: «храсникаға тутишидиған тирамвай линийиси әмди ривайәт әмәс. бу сарайеву үчүн чоң қурулуш» дегәнлики әскәртилди.

сарайевуни баштин-ахир туташтуридиған трамвай линийәси һазирқи илдза бекитидин давамлишидиған шәкилдә йасилиду. йеңи линийәниң узунлуқи 12.9 километир дәп билинидиған болсиму, әмма бу линйәдә 20 бекәт вә икки айлиниш нуқтисиниң йасилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر