түркийәниң лимон експорти ашти

түркийәниң лимон екиспорти 7 ай ичидә% 59 ешип, 147 милйон 964 миң долларға йәтти.

1689432
түркийәниң лимон експорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақдеңиз експортчилар җәмийитиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бу йил 1-айдин 7-айғичә,  734 миң 791 тонна мандарин, апелсин, ақ туруч вә лимон қатарлиқларниң екиспортидин қолға кәлтүрүлгән 382 милйон долларлиқ киримгә  әң  көп лимон төһпә қошқан.

1-айдин 7-айғичә, 286 миң 855 тонна лимон експорт қилинған, буниңдин 147 милйон 964 миң долларлиқ кирим қолға кәлтүрүлгән.

лимон екиспорти, алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 91, қиммәт җәһәттин болса % 59 ашқан.

експортта лимондин қалса, мандариндин 141 милйон 982 миң долларлиқ, ақ туручтин 51 милйон 229 миң долларлиқ, апелсиндин40 милйон 827 миң долларлик кирим қолға кәлтүүлгән.

лимон әң  көп русийә, ирақ, руминийә, украина вә сербийәгә екиспорт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر