түнүгүн истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродоруми йолучилар санида рекорт йаратти

түнүгүн истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродорумиға йетип кәлгән 99 миң 506 йолучи сани билән ковид-19йуқуми мәзгилиниң рекорти бузулди.

1670040
түнүгүн истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродоруми йолучилар санида рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: ковид -19 йуқум мәзгилидин нормаллишишқа өтүш вә ваксина әмләш сүритиниң тезлишиши авиатсийә саһәсиәгму тәсир көрсәтти.

түнүгүн истанбул сабиһа гөкчән айродоруми 99 миң 506 йолучини күтүвалди.

бу сан ковид -19 йуқуми мәзгили  вә 2021-йили бойичә сабиһа гөкчән айродорумида көрүлгән әң йуқири  йолучилар сани сүпитдә руйхәткә елинди.

буниңға асасән  4- ийул сабиһа гөкчән айродорумиға кәлгән дөләт ичи йолучилар сани 63 миң 648, хәлқаралиқ йолучиларниң сани 35 миң 858 болған. шу күни айродорумда 660 нөвәтчи айропилан учқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر