сабиһа гөкчән хәлқара айродоруми «йуқири мәдһийәгә лайиқ айродорум» болуп талланди

истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродоруми йавропа айродорум кеңиши (ACI Europe) тәрипидин «йуқири мәдһийәгә лайиқ айродорум» болуп талланди.

1529840
сабиһа гөкчән хәлқара айродоруми «йуқири мәдһийәгә лайиқ айродорум» болуп талланди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа айродорум кеңиши (ACI Europe) тәрипидин елан қилинған байанатта, сабиһа гөкчән айродоруминиң 25-40 милйон йолучиға игә айродорумлар түри бойичә «йуқири мәдһийәгә лайиқ айродорум» болуп бекитилгәнлики билдүрүлди.

бу мукапатниң сәвәби болса, 5-айдин башлап терминал бинасида йолға қойулған ковид-19 тәдбирлири, йолучиларға сунулған торлуқ һәл қилиш чарилири вә тақивитилгән апрел-май айлирида айродорумда елип берилған ремонт қилиш вә түзәш паалийәтлири икәнлики уқтурулди.

сабиһа гөөчән айродоруми 2018 – йилиму  йавропа айродорум кеңиши (ACI Europe) тәрипидин «йуқири мәдһийәгә лайиқ айродорум» болуп талланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر