‹The Telegraph› гезити: TOGG  түркийәниң бөсүш характерлик тунҗи аптомобили

әнглийәдә чиқидиған «‹The Telegraph› гезити», TOGG  ниң түркийәниң бөсүш характерлик тунҗи аптомобили икәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

1459874
‹The Telegraph› гезити: TOGG  түркийәниң бөсүш характерлик тунҗи аптомобили

түркийә авази радийоси хәвири: бурса вилайитиниң гәмлик наһийәсидики түркийәниң йәрлик аптомобили TOGG  ишләпчиқириш завутиға мунасивәтлик хәвирини, шу күнки әң муһим өзгиришләр қатарида оқурмәнлири билән ортақлашқан гезитниң хәвиридә мундақ дейилди: «түркийәниң бөсүш характерлик тунҗи аптомобили TOGG  ниң инженерлиқ, лайиһә вә ишләпчиқириш мәркизини ишқа кириштүрүш мурасими, бурса вилайитиниң гәмлик наһийәсидә өткүзүлди.»

анадолу агентлиқи тәрипидин елан қилинған фото сүрәт, «‹The Telegraph› гезити» ниң шу күнниң муһим фото сүрәтлири категорийәсидә елан қилинди.

TOGG мәсули гүрҗан қарақаш,  1.2 милйон кивадрат метирлиқ саһәгә қурулидиған, 230 миң кивадрат метирлиқ үсти йепиқ саһәдә ройапқа чиқирилидиған завутниң, йилиға 175 миң данә аптомобил ишләпчиқириш иқтидариға игә болидиғанлиқини, бу йәрдә 4300 кишиниң ишқа орунлишиш пурситигә еришидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر