«түрк еқими» тәбиий газ туруба линийәси бүгүн ишқа кириштүрүлиду

русийәниң тәбиий газини түркийәгә вә түркийә арқилиқ йавропаға йәткүзидиған «түрк еқими» тәбиий газ туруба линийәси бүгүн истанбулда өткүзүлидиған мурасим арқилиқ ишқа кириштүрүлиду.

1336782
«түрк еқими» тәбиий газ туруба линийәси бүгүн ишқа кириштүрүлиду
putin istanbul.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, мурасимға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, русийә пирезиденти виладимир путин, сербийә пирезиденти алексансандар вучич вә булғарийә баш министири бойко борисов қатарлиқлар қатнишидикән. әрдоған, бу даиридә меһман дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән айрим – айрим учришишларни елип баридикән, һәмдә сүрийә вә ливийәни өз ичигә алған районлуқ һәм хәлқаралиқ мунасивәтләр һәққидә өзара пикир алмаштурулидикән. учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән.

русийә пирезиденти виладимир путин билән ташқи ишлар министири сергей лавров, мурасимға қатнишиш үчүн түнүгүн истанбулға кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر