хитайда йүәнниң қиммити %10 төвәнлиди

хитайниң йүәнниң қиммитини төвәнлитиши сәвәбидин америка һөкүмитиниң хитайни «ташқи пиревут монупулчиси» дәп әйиблиши мумкинлики билдүрүлмәктә.

1064915
хитайда йүәнниң қиммити %10 төвәнлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка хәзинә ишлири министирлиқидин йуқири дәриҗлик бир мәсул, америка хәзинә ишлири министири стевет минучинниң балида өткүзүлгән хәлқара пул фонди тәшкилати дунйа банкиси йиллиқ йиғинлириға қатнинишишин илгири мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәнликини ейтти.

йүәнниң қиммитидики чүшүштин америка һөкүмитиниң әндишә қиливатқанлиқини билдүргән мәсул, америка хәзинә ишлири министирлиқиниң келәр һәптә елан қилидиған «америкиниң муһим шериклириниң макро иқтисад вә ташқи пиревут сийасәтлири» намлиқ доклатида, хитайни «ташқи пиревут  монополчиси» дәп баһалаш һәққидә музакириләшкәнликини елан қилди.

америка пирезиденти доналд трамп пирезидентлиқ сайлам сәпәрвәрлики бойичә хитайни базарға мудахилә қилиш арқилиқ йүәнниң қиммитини қәстән төвәнлитиш билән әйиблигән вә пирезидентлиқ вәзиписигә олтурған түнҗи күнила хитайни «ташқи пиревут  монополчиси» дәп елан қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди. 

бирақ америка хәзинә ишлири министирлиқи һәр 6 айда бир қетим елан қилинидиған «америкиниң муһим шериклириниң макро иқтисад вә ташқи пиревут сийасәтлири» намлиқ доклатиниң әң ахириқи 3 санида, хитайни «ташқи пиревут монополчиси» дәп елан қилиштин өзини қачурған иди.

хитайниң америка билән йүз бәргән сода урушиниң дөләт иқтисадиға сәләбий тәсир көрситиши сәвәбидин йеқинқи 6 айда, дулларға селиштурғанда йүәнниң қиммити %10 төвәнлигәнлики билдүрүлмәктә. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر