JCR, түркийәниң киредит көрсәткүчи тоғрисида байанат бәрди

түркийәдики сайлам нәтиҗисиниң, түркийәниң киредит инавәт дәриҗисини баһалаш нуқтисидин иҗабий икәнлики әскәртилди.

1000129
JCR, түркийәниң киредит көрсәткүчи тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәдики дөләтләрниң киредит инавәт дәриҗисини баһалаш ширкити – JCR, түркийәдә 24 – ийунда өткүзүлгән җумһур рәислик вә 27 – нөвәтлик парламент әзалири сайлимидин кейин ички сийасәттики аҗизлиған турақсизлиқниң киредит дәриҗисини баһалашқа иҗабий тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.

JCR, ширкәтниң рәсмий тор бетидә түркийәдә 24 – ийунда өткүзүлгән җумһур рәислик вә 27 – нөвәтлик парламент әзалири сайлими тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сайламдики ғәлибисиниң адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң сийасий қатлимини техиму күчләндүридиғанлиқиниң күтүлүватқанлиқи әскәртилди вә йеңи һөкүмәтниң оттура мәзгиллик пиланиниң изчил көзитилидиғанлиқи тәкитләнди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر