биткоинниң һекайиси

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «биткоинниң һекайиси» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

915101
биткоинниң һекайиси

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «биткоинниң һекайиси» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз. 

йеқинқи йилларда дунйаниң иқтисадий күнтәртипидә наһайити кәң орун елип келиватқан рәқәмлик дәврниң мәһсули һесаблинидиған  рәқәмлик пуллар һәм иқтисадий актийорлар һәм хәлқ  тәрипидин йеқиндин көзитилмәктә. дунйави иқтисадий киризистин кейин оттуриға чиққан рәқәмлик пулларниң вә буларниң ичидә әң алдинқи қатардин орун еливатқан биткоинниң ишәнгүсиз дәриҗидә қиммити ешип пүткүл дунйаниң диққәт нуқтисиға айланди. әлвәттә, рәқәмлик пулларниң қиммитиниң бунчилик күчлүк дәриҗидә ешип кетишиниң дунйаниң иқтисадий мувазинитигә қанчилик тәсир көрситидиғанлиқи вә пул – муамилә базарлирини қайси йөнилишкә башлайдиғанлиқи айрим бир қизиқиш нуқтиси болуп һесаблиниду.

алди билән, рәқәмлик пуллар арисида оттуриға чиққандин буйан қиммити үзлүксиз ешип маңған биткоин йеқиндин тәкшүрүлидиған болса, бу һекайиниң 2008 – йилида сатоши накамото тәрипидин йезилған «биткоин: баштин ахирғичә електиронлуқ пул төләш системиси» намлиқ мақалини тайанч қилидиғанлиқи намайан болиду. мәйли банкичилиқ системисиға қаритилған әйибләшлири болсун, мәйли киризистин кейинки дунйа иқтисадиниң әң муһим мәсилилириниң бири болған ишәнчни қайтидин бәрпа қилишқа алақидар болсун, бәзи тәклипләр оттуриға қойулған бу мақалиниң, вақит җәһәттин мушундақ бир чағқа тоғра келип қелиши йеңи бир чиқиш йолиниң издиливатқанлиқиниң намайандисидур.

пул – муамилә базириға қәдәм басқан 2010 – йилидики қиммити пәқәт 0.07 доллар болған биткоин, 2013 – йили 266 долларға чиқип, әң күчлүк ешишни қолға кәлтүрди. бирақ, 2017 – йилиға кәлгәндә, йилсери ешип маңған бу қиммәтниң пәрқлиқ бир балдаққа өрлигәнлики көрүлди. техиму ениқ қилип ейтқанда, 2017 – йилиниң бешида қиммити 960 доллар болған биткоинниң баһаси йилниң ахириға кәлгәндә 20 миң долларғичә өрлиди.

қиммити бир йил ичидә 20 һәссигә йеқин ашқан биткоин, гәрчә дунйа иқтисадиға болған ишәнч амилини қайтидин тикләш мәқситидә оттуриға чиққан болсиму, бу әһвал, ишәнч у йақта туруп турсун, пүтүнләй пәрәзләргә тайинидиған бир хил пул бирликигә айлинип қалғанлиқиниң ипадиси болди. униң үстигә, мәсилә пәқәт бу хил тез ешиш биләнла чәклинип қалмиди. 2017 – йили 20 миң долларға чиққан биткоинниң нөвәттики баһаси 8600 долларға чүшүп қалди.

бу нуқтидин қариғанда, башта қисқа вақит ичидә қиммити 20 һәссә ешип, арқидин 10 һәссә чүшүп кәткән бундақ бир пул бирликиниң нә органлар, нә шәхсләр үчүн ақиланә селинма васитиси әмәслики вә болалмайдиғанлиқи наһайити рошән һалда намайан болди. бу әһвал, биткоинниң бир шардин ибарәт икәнлики тоғрисидики қарашларни күнсери күчәйтмәктә.

йәнә, биткоин мәсилисидә нәзәрдин сақит қилинмаслиқи керәк болған бир нуқта бар. биткоин 21 милйон данә билән чәкләнгән бир пул бирлики болуп, 2017 – йилиға кәлгәндә айлиниватқан 16 милйон 762 данә биткоин бар. демәк, баһаси тәклип – тәләп мунасивитигә асасән бекитилидиған бу пул бирликиниң базарға селинишида көрүнәрлик азийиш көрүлиду. йәнә келип, биткоин вә башқа рәқәмлик пулларниң арқисида һечқандақ нопузлуқ орган вә контрол қилиш механизмлириниң болмаслиқи, буларниң ишәнчликлики нуқтисидин еғир мәсилиләргә сәвәб болуш еһтимали барлиқиға ишарәт қилмақта. маддий җәһәттин һечқандақ тутқиға игә болмиған бу пул бирлики пәқәт рәқәмлик муһиттила қиммәткә игә болмақта. униң үстигә рәқәмлик муһитта беҗирилидиған барлиқ рәсмийәтләрниң һечқандақ қануний асасқа игә болмаслиқиму бирәр хаталиқ йаки сәвәнлик көрүлгәндә тәқдирдә, буниңға мәсул шәхс йаки органларни тепиш вә һәқ – һоқуқини издәш җәһәттә қийинчилиққа дуч келиш мумкинчилики барлиқиға ишарәт қилмақта.

бу әһвалниң йәнә бир тәрипи болса, рәқәмлик пуллар рәсмий органлар тәрипидин контрол қилинмиғанлиқи үчүн, қанунсиз ишларға ишлитилиш йоли билән җәзбидар һаләткә келиш мумкинчиликидур. бу әһвалниң һәм дөләтләр һәм дунйави көләмдә еғир мәсилиләрни пәйда қилиш еһтимали барлиқини алаһидә тәкитләшкә тоғра келиду.

хуласилигәндә, нә биткоин нә башқа рәқәмлик пуллар ниң мәйли пәрәзләргә очуқ болуш, мәйли муқимлиқ вә сиҗиллиқ җәһәттин болсун, конкрет тайанчлириниң болмаслиқ вәйаки қануний салаһийәткә игә болмаслиқ җәһәттин болсун, ишәнчлик селинма васитиси әмәслики намайан болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر