хитай билән камбоджа оттурисида 20 келишим имзаланди
хитайниң камбоджадики йол қурулуши лайиһәсигила 2 милйард доллар мәбләғ салидиғанлиқи билдүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: хитай билән камбоджа оттурисида йеза игилики, ул – әслиһә қурулуши вә сәһийә саһәсини өз ичигә алған 20 келишм имзаланди.
хитай баш министири ли кечйаң камбоджадики рәсмий зийарити җәрйанида, мәнсәпдеши хун сен билән көрүшти.
учришишта, икки дөләт оттурисидики йеза игилики, ул – әслиһә қурулуши вә сәһийә саһәлирини тәрәққий қилдурушни өз ичигә алған келишимләр имзаланди.
келишимләр арисида йәнә, пайтәхт пином пен билән сайаһәт райони шиханук йезисини бир - биригә туташтуридиған 200 километирлиқ йол шундақла пином пендә йеңи бир хәлқара айродурум қурулуши қатарлиқ лайиһләрниңму барлиқи билдүрүлди.
бу йеңи йилда башлинип, 44 айда тамамлаш пиланланған йол қурулуши лайиһәси даирисидә, хитайниң камбоджаға 2 милйард доллар мәбләғ салидиғанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә нефит ширкити ақдеңизда нефит издәйду
түркийә йеңи нефит саһәлиридә нефит издәш паалийәтлирини давамлаштурмақта.