хитай билән пакистан содида хәлқ пули (йүән)ишлитиш тоғрисида келишти

хитай билән пакистан содида америка доллириниң орниға хәлқ пули (йүән)ишлитиш тоғрисида келишти.

872983
хитай билән пакистан содида хәлқ пули (йүән)ишлитиш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан билән хитай икки тәрәп арисидики содида хәлқ пули (йүән)ишлитиш тоғрисида келишим һасил қилди.

давн гезитидә бу һәқтә елан қилинған хәвәргә асасланғанда, хитай-пакистан арисида иқтисад каридор бәрпа қилишқа мунасивәтлик узун муддәтлик пилан рәсмий елан қилинғандин кейин, пакситан ички ишлар министири аһсан иқбал мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп мундақ деди: «икки дөләт арисидики содида америка доллири орниға йүән ишлитиш үчүн хизмәт ишләватимиз.»

пакистан билән хитай арисида 2005 - йили әркин сода келишими имзаланған болуп, 2015-йилдин 2016-йилғичә икки дөләт арисидики омумий сода қиммити 13 милйон 800 миң  долларға йәткән.

узун муддәтлик пилан икки дөләт арисида енергийә, учур-алақә системиси, қуруқлуқ вә төмүр йол линийәлири, сода вә санаәт районлири, сайаһәтчилик, йеза-игилик вә намратлиқни азайитиш қатарлиқ мәсилиләрдә һәмкарлиқ орнитишни мәзмун қилиду.

 мәзкур пилан  үч басқучта әмийләштүрүлидиған болуп тунҗи басқуч 2020-йили, иккинчи басқуч 2025-йили, үчинчи басқуч  2030-йили ахирлишиду.

икки дөләт бу пилан даирисидә һәр қайси саһәләрдики һәмкарлиқни күчәйтиш вә сийасий алақини қойуқлаштуруштин сирт чеградин һалқиған киридет системиси вә пул-муамилә мулазимәтлири йолға қойушниң койида йүрмәктә.

хитай билән пакистан йәнә ташқи пирувут алмаштуруш рәсмийәтлирини асанлаштуруп икки тәрәп арисида пул обрут хизмитиниму раванлаштурушни пиланлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر