түркийәгә мәбләғ салған чәт әлликләргә түркийә пуқралиқи берилиду

түркийәгә мәбләғ салған чәт әлликләрниң түркийә пуқралиқиға өтүш һоқуқиға түзитиш киргүзүлди.

726267
түркийәгә мәбләғ салған чәт әлликләргә түркийә пуқралиқи берилиду

түркийә авази радийоси хәвири: «түркийә пуқралиқи қанунини иҗра қилишқа мунасивәтлик бәлгилимигә түзитиш киргүрүшкә даир қарарнамә» рәсмий гезиттә елан қилинди.

қарарнаминиң «мустәсна һалда түркийә пуқралиқиға өтүш, илтимас сунуш үчүн зөрүр болған хәт – һөҗҗәтләр вә рәсмийәтләр» маддисиға мундақ бәлгилимә илавә қилинди:

көчмәс мүлүк лайиһәсигә кәм дегәндә 1.5 милйон долларлиқ мәбләғ билән қетилған вә уда үч йил бу саһәдә паалийәт елип барғанлиқи капитал базири вә мәбләғ селиш ишлирини башқуруш оргини тәрипидин ениқлап чиқилған чәт әлликләргә министирлар кеңишиниң қарариға асасән түркийә пуқралиқи берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر