3600 дукан җайлашқан мислисиз вә наһайти чоң базар

йавропа қитәси билән асийа қитәсини бир – биригә туташтуридиған тарихий чоң базар.

668074
3600 дукан җайлашқан мислисиз вә наһайти чоң базар

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәдә чиқидиған «‹ниһон кейзай шимбун› гезити», «тарихий капаличарши (үсти йепиқ базар) истанбулдики көзгә көрүнәрлик йәрләрдин бири» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

йавропа билән асийани бир – биригә туташтуридиған истанбулдики тарихий йерим аралниң сайаһәт мәркәзлиридин бири болған капаличарши алтун күмүш вә қиммәт баһалиқ ташлардин йасалған зибузиннәт буйумлири, терә мәһсулатлири вә соғатлиқ нәрсиләр сетилидиған дуканлардин тәшкил тапқан тәхминән 3600 дукан җайлашқан мислисиз вә наһайти чоң бир базар.

тунҗи қетим зийарәт қилғанларниң тунҗи киргән дәрвазини тапалиши асан әмәс. заманиви тәсир күчкә игә базар истанбулни зийарәт қилғучиларниң даимий җәзбидарлиқ макани. бу базар йәнә той қилишқа тәййарлиниватқан қиз – йигитләрму зибузиннәт буйумлирини сетивалидиған муһим бир җай.

бу тарихий сода – сетиқ мәркизи шәрқий рим империйәсиниң йимирилишидин кейин районни пайтәхт қилип бекиткән османли дөлитиниң падишаһи 2 маһмут тәрипидин қурулған.

шу вақиттин тартип һазирғичә давамлиқ тәрәққий қилған тарихий базар қиш мәвсуми ахирлишиш алдида туруватқан шу күнләрдә йеңи сайаһәт мәвсумини күтүвелишқа тәййарланмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر