италийәликләр  нишанни зорайтти

италийәниң експорт киредит оргининиң хәлқаралиқ ишлар бөлүминиң мәсули мичал рону түркийәдики сәрмайисиниң 2.8 милйард йавроға йетидиғанлиқини ейтти.

658258
италийәликләр  нишанни зорайтти

түркийә авази радийоси хәвири: рону бу һәқтә тохталғанда: «түркийәдики мәвҗут сәрмәйимизниң қиммити 2.8 милйард йавроға йетиду, болупму кичик вә оттура типтики ширкәтләрниң ул әслиһә қурулушлири, йеза игиликини машинилаштуруш – учурлаштуруш, санаәтни тәрәққий қилдуруш вә технологийә саһәлиригә мәбләғ селиш ишлиримиз тезлишиду» деди.

у йәнә, чәт әлләрдә паалийәт елип бериватқан түрк һөддигәлиригә киредит йардәм беришкә тәййар икәнликлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر