испанийә падишаһи: түркийә сайаһәттә қайтидин гүллиниду

испанийә падишаһи 6 – фелипе түркийәниң сайаһәт җәһәттин әң қисқа вақит ичидә қәддини руслап, бурунқи гүллиниш мусаписини қалған йәрдин давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

655100
испанийә падишаһи: түркийә сайаһәттә қайтидин гүллиниду

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң пайтәхти мадридта бу йил 37 – қетимлиқи өткүзүлгән хәлқара сайаһәт йәрмәнкисидә 164 дөләттин 125 миң кәспий иштиракчи, 108 миңға йеқин зийарәтчини күтүвалған түркийә суписи, падишаһ 6 – фелипе, рәпиқиси ханиш летизиа, бирләшкән дөләтләр тәшкилати сайаһәт комитетиниң мәсули талиб рифаи, испанийә енергийә вә сайаһәт ишлири вәзири алваро надал вә мадрид аптоном райониниң рәиси киристина кифуентес қатарлиқларни меһман қилди.

йәрмәнкә мунасивити билән мадридта зийарәттә болуватқан түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири йардәмчиси һүсәйин йайман вә түркийәниң мадрид баш әлчиси өмәр өнһон тәрипидин түркийә суписида қарши елинған падишаһ 6 – фелипе, түркийә дуч келиватқан террорлуқ һуҗумлири вә қайғу – һәсрәтлириниң испанийәгә қаттиқ тәсир қилғанлиқини, һәмишә түркийәниң йенида икәнликлирини ейтти.

һүсәйин йайман испанийә падишаһиниң бу сөзлири үчүн рәһмәт ейтти һәмдә униңға түркийәдики сайаһәт ишлири тонуштурулған бир китаб билән лоқум һәдийә қилди.

йайман испанийә һәйитиниң зийаритидин кейин түркийә суписида елан қилған ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ деди: «зийарити үчүн падишаһ алийлириға көптин көп рәһмәт ейтимиз. падишаһ алийлири бизгә интайин көңүл бөлди, бу испанийә вә түркийә хәлқлири оттурисидики сәмимий достлуқниң әң рошән намайәндиси болуп, наһайти зор әһмийәткә игә. пүткүл дунйа терроризмға қарши бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилиши лазим. мадридниң қайғу – һәсрәтлири истанбулниң қайғу – һәсрәтлиридур. истанбулниң қайғу – һәсрәтлириму падишаһ алийлири ейтқандәк мадридниң қайғу – һәсрәтлиридур. нөвәттә террор пүткүл җаһанға тәһдит селиватиду. шуңа пүткүл дунйа терроризмға қарши бирлик вә баравәрлик асасида күрәш қилиши керәк. әгәр дунйа вә инсанийәт париж, мадрид, лондон, берлин йаки истанбулдики бир террорлуқ һуҗумиға тохтап тур демисә, дунйани техиму чоң хәвп күтүватиду дегән гәп.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر