дунйа иқтисади: йәрлик пул бирликлири билән сода қилиш дәври башлиниду

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә «йәрлик пул бирликлири билән сода қилиш дәври башлиниду» мавзулуқ темини һузуруңларға сунимиз.

654048
дунйа иқтисади: йәрлик пул бирликлири билән сода қилиш дәври башлиниду

түркийә авази радийоси: йавропа иттипақи әллиридә көрүлгән сийасий өзгиришләр, оттура шәрқтики уруш, трампниң америка қошма иштатлири пирезидентлиқиға сайлиниши, америка мәркизий банкисиниң өсүм өстүрүш қарарлири вә пәрәзләрни чиқиш қилған һәрикәтләр иқтисадий өзгиришләрниму тәсири астиға алди. бу өзгиришләр йеқинқи мәзгилләрдә закас пул – долларниң қиммитиниң ешиши вә пүткүл йәрлик пулларниң доллар алдида қиммитини йоқитишиға сәвәб болди. болупму тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң пул бирликлири буниң тәсиригә бәкрәк учриди.

сийасий вә иғва маһийәтлик тәсирләр даирисидә пәйда болған бу әһвал, йәрлик пул бирликлириниң доллар алдидики қиммитини һелиһәм чүшүрүшни давамлаштурмақта. тәрәққий қиливатқан бир пул бирлики болған түркийә лираси, долларниң қиммитиниң өрләп кетиши алдида әң еғир тәсиргә учриған пул бирликлириниң бири һесаблиниду. түркийә лираси вә башқа тәрәққий қиливатқан дөләтләр пул бирликлириниң қиммитиниң чүшүп кетиши ташқи сода малийәсигиму мәнпий тәсир көрсәтмәктә. шуңа, дунйа содисиниң көрүнәрлик пейини тәшкил қилидиған долларниң орниға содида йәрлик пул бирликлирини ишлитиш қайтидин күнтәртипкә кәлди. йәрлик пул бирлики билән сода қилиш, икки дөләтниң өзара содисида ортақ бир пул бирликини әмәс өзлириниң йәрлик пуллирини ишлитишини көрситиду. пул алмаштуруш, дәпму атилидиған бу системида, малийә органлириниң бир – бири билән маслишиши вә мәркизий банкиларниң пааллиқи муһим рол ойнимақта. өзара сода қилидиған икки дөләтниң керәклик йәрлик пуллирини алмаштуруши әң башта мәркизий банкилар болуп малийә органлири тәрипидин ишқа ашурулмақта.

ташқи содиниң ташқи перевотниң мәнпий мәнидә күчлүк тәсиригә учрап кәтмәсликини нәзәрдә тутуп, йәрлик пул бирликлирини ишлитип қилинған ташқи содиниң әвәзәлликлирини төвәндики нуқтиларға йиғинчақлаш мумкин:

- ташқи содида рәсмийәт чиқимлирини әң төвәнгә чүшүриду,

- доллар билән қилинған содида келип чиқидиған зийан көрүлмәйду,

- хусусий игиликидики саһәләрниң ташқи содиға болған ишәнч – ирадиси күчийиду,

- тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисидики сода мунасивәтлири раваҗлиниду,

- хәвп азийиду вә давалғушқа дуч кәлгән ташқи перевот алдида йәрлик пул бирлики күчлүк орунға игә болиду,

доллар қатарлиқ запас сақлинидиған пул бирликлиригә болған сәзгүрлүк төвәнләйду.

 

болупму 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин, ташқи күчләр түркийәни иқтисадий җәһәттә булуңға қисташқа урунди. бундақ әһвалда түркийә, иқтисади вә түркийә лирасини бу мәнпий тәсирләрдин муһапизәт қилиш үчүн, хусусән ташқи содида толуқлиғучи йолларни издәшкә тутунди. бу нуқтида, җумһур рәис әрдоғанниң ташқи содида йәрлик пулларни ишлитишни башлаш тоғрисидики чақириқлири вә иқтисад башқуруш саһәсидиму ташқи содида йәрлик пулларни ишлитиш майиллиқиниң күчийиши түркийә лирасиниң қиммитиниң доллар алдидики төвәнлишигә хатимә бериш йолидики бир тәдбир сүпитидә оттуриға чиқти.

йеқинқи мәзгилләрдә күнтәртиптә болуватқан хитай, русийә вә иран билән ташқи содида йәрлик пулларниң ишлитилишигә даир ташланған қәдәмләрму йолға қойулған сийасәтни қоллаш маһийитидә болди. түркийәниң ташқи сийаситидә салмақлиқ орунда туридиған импорт санлиқ мәлуматлириға нәзәр селинғинида, алдинқи қатарда хитайниң орун алғанлиқи көрүлмәктә. хитай йеқинқи йилларда йәрлик пул бирлики йүәнни хәлқара пул бирликигә айландуруш йолида қәдәмләрни ташлимақта. түркийә билән хитай арисида пул алмаштуруш келишими давамлишиватқан сода мунасивәтлиригиму тәсир көрситип, түркийә лирасиму қетилидиған йеңи бир сода системисиниң оттуриға чиқиш еһтималлиқини күчәйтмәктә.

енергийә импорт малийәсигә даимлиқ һесабат қизил рәқимидики мәсилиниң түп мәнбәси дәп қаралғинида, әң муһим сода шерики русийә алдинқи пиландин орун алиду. русийә билән содини йәрлик пулни ишлитип қилиш, ташқи перевотта һасил болидиған мәнпий тәсирниң йоқилишини тәқәзза қилиду. енергийә импортида һасил болидиған чиқимниң азийиши қизил рәқәмгиму иҗабий тәсир көрситиду. бу мәнидә русийә билән рубли – түркийә лираси алмаштурушниң әһмийити техиму рошән оттуриға чиқиду.

енергийә вә сода һәмкарлиқи күчәйгән дөләтләр билән түзүлидиған йеңи келишимләрниңму йәрлик пулларни нуқта қилип түзүлгән болуши, оттуриға чиқидиған орунсиз чиқимларниң алдини алиду. нөвәттә иран билән қилиниватқан содида йәрлик пулниң ишлитилишини үлгә қилиш, бу әһвални башқа қошна дөләтләргиму кеңәйтиш керәк.

район характерлик иқтисадий органларниң күчийиши билән бирликтә йәрлик пуллар билән сода қилишниң әһмийити гәвдилинишкә вә йеңи бир малийә системисиниң бәрпа қилиниши мәсилисигә нисбәтән тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң позитсийәси айдиңлишишқа башлиди. болупму хитайда чақирилған ахирқи қетимлиқ 20 дөләт гуруһи йиғини нәзәргә елинғинида, йеқинқи мәзгилләрдә түркийәниң башламчилиқида оттуриға қойулушқа башлиған ташқи содида йәрлик пулларни ишлитиш тәшәббусиға йеңи бир малийә вә иқтисадий система йаритиш майиллиқиниң айағ тивишлири дәп баһа берилмәктә.

бу әһвалниң алди билән, район нуқтисидин содиниң гүллинишигә, ташқи перевот мәнбәлик чиқимниң көрүнәрлик дәриҗидә төвәнлишигә һәссә қошидиғанлиқини ейтиш мумкин. буниң билән биргә хитай, русийә, иран вә түркийә башламчилиқ қиливатқан содини йәрлик пул билән қилиш мәсилиси дунйа миқйасида долқунсиман тәсир пәйда қилип, йеңи бир иқтисадий вә сода системисиниң тәсис қилиниш сүритини ашуруш имканийитигиму игидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر