түрк һөддигәрләр бәһрәйиндә чоң бир шәһәрни йасап чиқидиған болди

түрк һөддигәрләрниң бәһрәйиндә 20 миң қоро җайни йасашни һөддигә алғанлиқи чоң бир утуқ дәп қаралмақта.

584158
түрк һөддигәрләр бәһрәйиндә чоң бир шәһәрни йасап чиқидиған болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түрк һөддигәрләр бәһрәйиндә 20 миң аилә қорони өз ичигә алған чоң бир шәһәрни қуруп чиқишқа тәййарлиқ қилмақта.

ташқи иқтисадий мунасивәтләр оргини «DEİK» тәрипидин башланған «мәбләғчиләргә мәлумат бериш сәпири» даирисидә 15 кишилик һәйәт бәһрәйинни зийарәт қилди.

бәһрәйин қурулуш ишлири миниситири басим бин йақуб әл һәмәр билән елип берилған учришишта түрк һөддигәрләрниң 20 миң аилә қоро йашап бериши тәләп қилинди.

бәһрәйиндә түрк һөддигәрләр тәрипидин йасилидиған аилә қороларниң һәр бири әң аз дегәндиму 200 кувадрат метир келиду. бу лайиһәни уч еғизлиқ өй бойичә һесаблиғанда 40 миң аилә қороға игә бир шәһәр қурулуши дейишкиму болиду. шундақ қилип түрк һөддигәрләр бәһрәйингә катта бир шәһәрни йасап беридиған болди.

бәһрәйин 1 йерим милйондин артуқ нопуси билән түркийәниң истанбул, әнқәрә, измир, бурса, конйа, ғазиантәп, шанлиурфа, коҗаәли, мәрсин, дийарбакир вә һатай қатарлиқ 13 вилайитидинму кечик бир дөләт һесаблиниду.

түркийәгә селиштурғанда нопуси бунчә аз бир дөләттә 20 миң қоро җайни йасашни һөддигә алғанлиқи түрк һөддигәрләргә нисбәтән чоң бир утуқ һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر