фирансийә хәлқиниң ғәзәп – нәприти ташти

фирансийә хәлқиниң ишчи – хизмәтчиләрниң һәқ – һоқуқлирини тартивалидиған қанун тәклипигә болған ғәзәп – нәприти толуп ташти.

499476
фирансийә хәлқиниң ғәзәп – нәприти ташти

 

түркийә авази радийоси хәвири: тәхминән 3 айдин буйан үзлүксиз давамлишиватқан намайишлар даирисидә түнүгүн 8 – қетим кәң көләмлик намайиш өткүзүлди.

намайишқа сақчи тәрәпниң қаришичә 153 миң, аммиви тәшкилатларниң қаришичә 300 миң киши иштирак қилған.

мәлуматларға қариғанда, париж, бордо вә нантес шәһәрлиридә сақчилар билән намайишчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргән. сақчилар намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси арқилиқ мудахилә қилған.

ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, намайишлар җәрйанида 36 си парижда болуп, җәмий 77 киши қолға елинған, 15 сақчи йариланған.

бу арилиқта, аммиви тәшкилатлар билән һәрқайси уйушмиларниң қанун тәклипигә қарши иш ташлаш долқуниму давамлашмақта.

иш ташлаш долқуни сәвәбидин нефит айриш завутлири, йадро електир истансилири, портлар вә қатнаш паләч һалға чүшүп қалди, буниңға әгишип, дөләттә күндилик һайатму қийин өткәлгә дуч кәлди.

һәрқайси уйушмилар нефит айриш завутлириға тосуқларни орнитивалған болғачқа, дөләтниң һәрқайси җайлиридики май қачилаш понкитлирини бензин билән тәминләш хизмитиму ақсимақта. май қачилаш понкитлириниң алдида аптомобиллар сәп болуп турмақта. бу әһвал пуқраларни қаттиқ бизар қилмақта. париж – бордо төмүр йоли қатнишиниң бикар қилиниши йолучиларниң ғәзәп – нәпритини қозғимақта.

нефит қийинчилиқи сәвәбидин уда 5 күндин буйан май қачилаш понкитлири дөләтниң истиратегийәлик запас нефитлири арқилиқ тәминләнмәктә. бирақ бу нефитниңму аранла 113 күн йетидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

әһвал әнә шундақ җиддий болғанлиқи үчүн, фирансийә пуқрави авийатсийә ширкити һава йоллири ширкәтлиригә айропиланларға фирансийәниң сиртида май қачилишини тәвсийә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر