қизил рәқәм азийишқа башлиди

санлиқ мәлуматларға асасланғанда, түркийәниң май ейидики експорт һәҗими %3.6 ашқан, импорт болса %10.3 азайған.

111969
қизил рәқәм азийишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси билән таможна вә сода министирлики һәмкарлишип түзгән вақитлиқ ташқи сода санлиқ рәқәмлири елан қилинди.
санлиқ мәлуматларға асасланғанда, експорт һәҗими май ейида өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %3.6 ешип, 13 милйард 750 милйон долларға йәткән.
импорт һәҗими болса %10.3 азийип, 20 милйард 859 милйон доллар болған.
ташқи содида қизил азийишқа башлиди.
май ейида ташқи сода қизил рәқими %28.7 азийип, 7 милйард 108 милйон долларға чүшти.
йавропа иттипақиға болған експорт һәҗими %16 ашти.
әң көп германийәгә експорт қилинди. әң көп җуңгодин импорт қилинди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر