қәһриман әскәрлиримиз ирақта 8 террорчини уҗуқтурди

ирақниң шималидики пәнчә - қулуп һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалири билән йүз бәргән тоқунушта дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, 8 террорчи уҗуқтурулған вә бир әскәр шеһит болған.

2103750
қәһриман әскәрлиримиз ирақта 8 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң пәнчә - қулуп һәрикити районида бир базиға һуҗум қилмақчи болғанлиқи вә йүз бәргән тоқунушта бир әскәрниң шеһит болғанлиқи билдүрүлди.

тоқунушта йариланған бир әскәрниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқи вә давалашниң башланғанлиқи әскәтилгән байанатта йәнә, «дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, 8 террорчи тоқунушта уҗуқтурулди. районда зәрбә бериш һәрикәтлири давамлашмақта» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر