әрдоған: исираилийә һөкүмити гитлерға охшаш хатирилиниду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исираилийә һөкүмитиниң гитлерға охшаш ләнәт билән хатирилинидиғанлиқини ейтти.
![әрдоған: исираилийә һөкүмити гитлерға охшаш хатирилиниду](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/6680/db4a/ff3a/6654623f4d0df.jpg?time=1719312736)
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда өткүзүлгән «түркийә әсири асасий қануни-пуқралар асасий қануни күчлүк түркийә» намлиқ лексийә йиғинида сөз қилди.
у исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири үстидә тохталғанда, ғәззәдики бихәтәр район дәп җакарланған рәфаһтики мусапирлар лагерини бомбардиман қилишқа наразилиқ билдүрди.
у мундақ деди:
«бу қәтлиам террорлуқ дөлитиниң вәһший йүзини йәнә бир қетим ашкарилиди. исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу дөлитидә бир булуңға қистиливатиду. у сийасий һайатини техиму көп қан еқитиш билән узарталмайду. у өзи тәқлид қилған гитлер (1945-1889) ға охшаш, ләнәт билән хатирилиниду.»
у йәнә, бу қатиллардин һесаб сораш үчүн қоллиридин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди:
«рәббим ғәззәлик қериндашлиримизниң йардәмчиси болсун.»
исираилийә армийәси рәфаһта панаһлиниватқан йурт-маканлиридин айрилған пәләстинликләр қурған чидерни бомбардиман қилип, 40 пәләстинликниң шеһит болушини кәлтүрүп чиқарди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/c9f9/6643/c005/64cc9b150db96.jpg?time=1719312736)
түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди
түркийә һиндистанниң әнқәрә баш әлчиси вирандер павулниң вапати үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.