әрдоған билән орбан будапештта қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң исраилийәниң ғәззәдики рәһимсизликигә хатимә бериш үчүн, қойуқ дипломатик тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини ейтти.

2078118
әрдоған билән орбан будапештта қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған будапештта венгирийә баш министири вектор орбан билән бирликтә өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзи җәрйанида, ғәззәниң нөвәттики вәзийити тоғрисида тохтилип: «биз пүтүн күчимиз билән исраилийәниң ғәззәдики вәһшийликини түгитиш үчүн тиришиватимиз. биз түркийә болуш сүпитимиз билән, тунҗи күндин башлапла уруш тохтитиш вә дүшмәнлишишкә хатимә бериш үчүн, күчлүк дипломатик тиришчанлиқ көрситиватимиз» деди.

әрдоған хәлқара җәмийәтниму мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирип, мустәқил, игилик һоқуқлуқ вә земин пүтүнлүкигә игә пәләстин дөлитиниң қурулушиниң муқәррәр икәнликини оттуриға қойди.

у русийә-украина урушини тилға елип, зораванлиқниң мәсилини һәл қилишниң чарәси әмәсликигә ишарәт қилған һалда: «биз баштин-ахир украинадики сақлиниватқан мәсилигә дипломатик чарә тепиш тиришчанлиқлириға әһмийәт бериш керәкликини тәкитләп келиватимиз. түркийә болуш сүпитимиз билән, әгәр тәрәпләр тәләп қилған тәқдирдә, йерим йолда тохтап қалған истанбул мусаписини әслигә кәлтүрүшкә тәййармиз» деди.

әрдоған келишимләрни түзүш арқилиқ түркийә билән венгирийә оттурисидики риштини техиму күчәйтишни мәқсәт қиливатқанлиқлирини, түркийә билән венгирийәниң бирләшмә сода комитети қурғанлиқини елан қилди вә сөзини давамлаштуруп: «бу йилниң алдинқи 11 ейида сода миқдаримиз бултурқидин ешип, 4 милйард долларға йеқинлашти, бизниң 6 милйард долларлиқ ортақ нишанға йетиш ирадимиз қәтий» деди.

баш министир орбан йавропа иттипақиниң визини әркинләштүрүш мәсилисидә венгирийәниң түркийәни қоллайдиғанлиқини билдүрди.

у җумһур рәис әрдоғанниң алдимиздики әсир үчүн (түркийә әсири) дин ибарәт катта бир түрни оттуриға қойғанлиқиға ишарәт қилип: «кәлгүси йүз йил силәрниң болиду. биз буниңға ишәндуқ, шуңлашқа бу келишимләрни түздуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

қошқа мухбирларни күтүвелиш йиғинидин илгири, түркийә билән венгирийә оттурисида 16 түрлүк келишим имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر