әрдоған будапештқа йетип барди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған баш министир виктор орбанниң тәклипигә бинаән дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн венгирийәгә йетип барди.

2077902
әрдоған будапештқа йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанни будапешт фрәнс лисзт хәлқара айродурумида венгирийә ташқи ишлар, қошумчә сода ишлири министири петер сзиҗарто, венгирийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси виктор матис, венгрийә ташқи ишлар министирлиқи нефит ишлири баш идариси мудири анет варга, түркийәниң будапешитта турушлуқ баш әлчиси гүлшән әкшиоғлу билән рәпиқиси әкрәм әкшиоғлу қарши алди.

әрдоғанниң венгирийә зийарити икки дөләтниң биринчи дунйа урушидин кейин үзүлүп қалған дипломатик мунасивитини әслигә кәлтүрүш мәқситидә имзаланған «достлуқ шәртнамиси»ниң 100 - хатирә йилиға тоғра кдлди.

җумһур рәис әрдоғанниң бу қетимқи зийарити җәрйанида, венгирийә пирезиденти каталин новак вә баш министир виктор орбан билән көрүшүши һәмдә икки дөләтниң сийасий, дипломатик вә иқтисадий мунасивәтлириниң әтраплиқ муһакимә қилиниши пиланланмақта.

сөһбәтләр җәрйанида, түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивитидин тартип ғәззәниң нөвәттики вәзийитигичә болған күнтәртиптики мәсилиләр билән бирликтә, түркийә-венгрийә иқтисадий вә сийасий мунасивәтлири музакирә қилиниду һәмдә йуқири дәриҗилик истратегийәлик кеңәш йиғини ечилиду.

иқтисад, сода, мудапиә санаити, енергийә вә мәдәнийәт қатарлиқ саһәрләр асасий нуқта болидиған зийарәт җәрйанида йәнә, икки дөләт оттурисида 16 түрлүк һөҗҗәтниң имзалиниши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر