ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида давамлишиватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ға зәрбә бериш һәрикити җәрйанида бир әскәр шеһит болди.

2075912
ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалириниң (ирақниң шималидики) <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити райониға қилған һуҗумида қәһриман сәпдишимиз, пийадә қисимлар лейтенанти әрил алпәрән әмир шеһит болди.

бизни чоңқур азаб вә қайғуға салған бу вәқәдә һайатидин айрилған қиммәтлик шеһитимизға аллаһтин рәһим – шәпқәт тиләймиз, түркийә армийәси билән алийҗанаб хәлқимизгә тәзийә билдүримиз вә сәвр қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر