қуртулмуш иран парламент башлиқиға тәзийә билдүрди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмуш түркийә бүйүк миллий мәҗлиси вә түркийә хәлқигә вакалитән иран парламент башлиқи муһәммәд бақир калибафқа тәзийә билдүрди.

2142463
қуртулмуш иран парламент башлиқиға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси башқармиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатқа қариғанда, қазақистанниң түркистан шәһиридә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан қуртулмуш, бу йәрдә иран парламент башлиқи муһәммәд бақир калибафқа телефон қилған.

телефон сөһбитидә, қуртулмуш алдинқи күни тик учар айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилған иран пирезиденти ибраһим рәиси, ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан вә башқа иран даирилири үчүн калибафқа тәзийә билдүргән.

қуртулмуш иран пирезиденти ибраһим рәиси, ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан вә башқа иран даирилиниң қаза қилғанлиқидин қазақистанда һәр хил зийарәтләрдә болуватқанда толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқини тәкитләп мундақ дегән:

«түркийә бүйүк миллий мәҗлиси вә хәлқимизгә вакалитән достанә вә қериндаш дөләт иран хәлқидин сәмимий һал сораймән, уларға сәвр-тақәт тиләймән. қаза қилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر