әрдоған иран муавин пирезиденти мухбир билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран муавин пирезиденти (пирезидент вәкили) муһәммәд мухбир билән телефонлашти.

2142143
әрдоған иран муавин пирезиденти мухбир билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси йазма байанат елан қилип, җумһур рәис әрдоғанниң муавин пирезидент мухбирға иран пирезиденти ибраһим рәиси, ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан вә уларниң һәмраһлиқидикиләрниң тик учар һадисисидә қаза қилғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини ипадиләп, тәзийә билдүргәнлики вә сәвр тилигәнликини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, түркийәниң бу азаблиқ күнләрдә иранниң йенида туруп, иран хәлқиниң қайғусини ортақлишидиғанлиқини байан қилған әрдоған, түркийәниң буниңдин кейинму иран билән болған қошнидарчилиқ вә қериндашлиқ бурчини ада қилишни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигән.

җумһур рәис әрдоған йәнә, рәиси билән абдуллаһийанниң түркийә вә иран мунасивитигә қошқан төһписиниң мәңгү әстә сақлинидиғанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر