әрдоған испанийә баш министири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған испанийә баш министири педро санчез билән телефонда көрүшүп, район мәсилилирини музакирә қилди.

2069568
әрдоған испанийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарәси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән испанийә баш министири педро санчезниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, көрүшүштә исираилийәниң пәләстинликләргә қиливатқан һуҗумлири, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң ғәззәгә изчил йәткүзүлиши үчүн ташлашқа тегишлик қәдәмләр вә узун муддәтлик уруш тохтитиш билән көрситиливатқан узун муддәтлик тинчлиқ тиришчанлиқлириниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

көрүшүштә, рәҗәп таййип әрдоғанниң испанийә һөкүмитиниң исираилийә пәләстинликләргә қиливатқан қанунсиз һуҗумларға тутқан позитсийәси вә пәләстинни етирап қилиш тоғрисида елан қилған байанатлириниң әһмийәтлик икәнликини әскәртип, түркийәниң районда узун муддәтлик тинчлиқни сақлайдиған, капаләтлик қилғучи дөләт болушни өз ичигә алған һәр түрлүк мәсулийәтни үстигә елишқа, шундақла испанийә билән районда тинчлиқ үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситишкә тәййар икәнликини билдүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر