әрдоған санчез билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған испанийә баш министири педро санчез билән телефонлашти.
2043830
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән баш министир санчезниң телефон сөһбити җәрйанида, икки дөләт мунасивәтлири, мудапиә санаити саһәси һәмкарлиқи, район вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинған.