әрдоған испанийә баш министири педро санчез билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған литваниң пайтәхти вилнйуста өткүзүлгән шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини даирисидә испанийә баш министири педро санчез билән көрүшти.

2010379
әрдоған испанийә баш министири педро санчез билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң <LITEXPO> көргәзмә вә йәрмәнкә мәркизидики учришиши башлиқлар йиғининиң иккинчи күнидиму давамлашти.

вәкилләр өмикиму қатнашқан учришишиқа әрдоғанға ташқи ишлар министири һақан фидан, дөләтлик истихбарат тәшкилатиниң башлиқи ибраһим калин, җумһур рәислик учур - алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәис баш мәслиһәтчиси, баш әлчи акиф чағатай қилич һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر